әрдоған путин билән телефонда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонда көрүшти.

1303416
әрдоған путин билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: телефон сөһбитидә,  икки рәһбәр, 22 – өктәбир күни (түркийә чеграсида шәкилләндүрүш пиланланған бихәтәр райондики террорчиларниң бу йәрдин чиқирилиши мәқситидә) һасил қилинған «сочи келишими» гә һәр икки тәрәпниң толуқ риайә қилидиғанлиқини тәкитләшти.

телефон сөһбитидә, йәнә түркийә – русийә мунасивәтлирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш, сода миқдарини ашурушқа қарита қәдәмләрни ташлаш тоғрилиқму музакирә елип берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر