пашайева: америка авам палатасиниң қарари түркийәдин интиқам елишни нишан қилиду

әзәрбәйҗан парламент әзаси ганирә пашайева америка авам палатасиниң қарариниң түркийәдин интиқам елишни нишан қилидиғанлиқини ейтти.

1298907
пашайева: америка авам палатасиниң қарари түркийәдин интиқам елишни нишан қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: македонийәниң пайтәхти үскүптә зийарәттә болуватқан пашайева, бу йәрдә қатнашқан бир паалийәттә қилған сөзидә, ғәрб әллириниң түркийәниң терроризмға қарши  һәққаний күришигә зәрбә беришни пиланлаватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә сүрийәниң шималий қисмида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к террорчилириға қарши <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикитини қозғаш арқилиқ америка қошма иштатлириниң райондики суйиқәстлик ойунини тармар қилди.  америка авам палатасида қобул қилинған, әрмәни дәвалири етирап қилинған вә түркийәгә ембарго йүргүзүш нишан қилинған қанун лайиһәлири әслидә түркийәни терроризмға қарши  күрәш ирадисидин ваз кәчтүрүшни нишан қилиду. башқа ейтқанда, америка бу арқилиқ түркийәдин интиқам елишни пиланлимақта. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, терроризмға қарши  күрәш мәсилисидә икки йүзлимичилик қиливатқан ғәрб әллири түркийәгә қарши тәтүр тәшвиқатларни тарқитиватиду. шуңа түркийәниң түрк дунйаси үчүн рәһбәрлик орниниң сақлап қелиниши наһайити зор әһмийәткә игә. биз зөрүр тепилғанда түркийә үчүн шеһит болушқа тәййармиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر