Fitch түркийәниң киредит дәриҗисини йүксәлдүрди

хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини (Fitch) түркийәниң киредит дәриҗисини « BB-» шәклидә бекитип, сәлбийликтин муқимлиққа йүксәлдүрди.

1298829
Fitch түркийәниң киредит дәриҗисини йүксәлдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини (Fitch) тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, түркийәниң иқтисадий тәрәққийатиниң тәңпуңлуңни сақлаш җәһәттин илгириләш һасил қилғанлиқи, ийул ейидин буйан иқтисадий хирисларни төвән сәвийәгә чүшүрүш арқилиқ йүксилишкә қарап йүзлиниватқанлиқи тәкитләнди.

түркийәниң киредит дәриҗисиниң йүксәлдүрүлүшидә, өсүм нисбәтлириниң төвәнлиши, түркийә лирасиниң қиммитиниң йуқири өрлиши, йәр шари характерлик пул – муамилә содиси шараитиниң йаритилиши, америка қошма иштатлириниң сүрийәниң шималий қисми мәсилиси түпәйли түркийәгә қаритилған ембарго йүргүзүш қарариниң бикар қилинишиниң муһим рол ойниғанлиқи, шуниң билән бир вақитта,  түркийә лирасиниң ийул ейидин буйан америка доллириға қарши қиммитини изчил сақлап келиватқанлиқи қәйт қилинди.

хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини (Fitch) түркийәниң 2019 – йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчириниму % 0.3 тин % 0.8 кә, келәр йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчирини % 3.1 кә, 2021 – йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчирини болса % 3.6 кә йүксәлдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر