чавушоғлу: америкиниң аталмиш әрмән дәвалири билән мунасивәтлик лайиһәсиниң қиммити йоқ

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, америка қошма иштатлири авам палатасиниң аталмиш әрмән дәвалири билән мунасивәтлик лайиһәсиниң қиммити йоқлуқини әскәртти.

1296737
чавушоғлу: америкиниң аталмиш әрмән дәвалири билән мунасивәтлик лайиһәсиниң қиммити йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу иҗтимаий таратқо тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «(сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/п к к/с д г гә қарши елип берилған) тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити арқилиқ чоң ойунни бузуп ташлидуқ. пиланлири суға чилашқанлар татмилардики кона лайиһәләргә есилди. биздин бу йол арқилиқ интиқам алимиз дәп ойлиғанлар хаталишиду. тарихни сийасәткә васитә қилғучиларниң бу номус қиларлиқ қарари, һөкүмитимизниң вә хәлқимизниң нәзиридә йоқ һөкмидидур (қиммити йоқтур)» дегәнләрни қәйт қилди.

америка авам палатаси түнүгүн аталмиш 1915 – йил вәқәлиригә алақидар әрмән дәвалирини етирап қилишни мәзмун қилған бир қарар лайиһәсини қобул қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر