түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқи мунасивити билән чәт әлләрдә мурасимлар өткүзүлди

түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқи мунасивити билән голландийә, ватикан, белгийә вә албанийәдә һәрхил паалийәтләр өткүзүлди.

1296383
түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқи мунасивити билән чәт әлләрдә мурасимлар өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселдики бозар күлтүр вә сәнәт мәркизидә 29 – өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән зийапәт берилди. түркийәниң бирйусселда турушлуқ баш әлчиси зәки ләвәнт гүмрүкчү вә рәпиқиси симай гүмрүкчүниң саһибханлиқидики зийапәткә түркийәниң натода турушлуқ даимий вәкили басат өзтүрк, түркийәниң йавропа иттипақида турушлуқ даимий баш әлчиси кәмал бозай, белгийәлик йуқири дәриҗилик әмәлдарлар, академиклар, иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң вәкиллири, дипломатик вә һәрбий саһәдикиләр болуп нурғун киши иштирак қилди.

түркийәниң ватиканда турушлуқ даимий баш әлчиси лүтфуллаһ гөкташму түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқи мунасивити билән зийапәт бәрди. әлчихана бинасида берилгән зийапәткә ватикан вә ромадики сода- санаәт, сәнәт вә дипломатик орунларниң мәнсуплиридин тәшкил тапқан нурғун киши қатнашти. гөкташ зийапәт әснасида сөз қилип, мустафа кәмал ататүрк башчилиқидики түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң 1923 – йили 29 – өктәбирдә җумһурийәтни елан қилип, тарихта йеңи бир сәһипә ачқанлиқини тилға елип өтти.

түркийәниң лаһәйдики әлчиханиси билән амстердам, роттердам вә девентердики консулханилириму 29 – өктәбир җумһурийәт байриминиң 96 – йиллиқи мунасивити билән зийапәт бәрди. зийапәткә йуқири дәриҗилик әмәлдар вә көп санда меһман иштирак қилди.

албанийәниң пайтәхти тиранда кәлгүсиниң избасар вәхпи тәрипидин 29 – өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән паалийәт өткүзүлди. паалийәткә түркийәниң тиранда турушлуқ баш әлчиси мурат аһмәт йөрүк, алсар вәхпи башлиқи мәһди гурра, албанийәдики түрк идарә – органлириниң вәкиллири билән вәхпидә тәлим – тәрбийә еливатқан оқуғучилар қатнашти؛ мурасимда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 29 – өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән тарқатқан телеграммиси оқуп өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر