җумһур рәислик мәһкимиси 29 - өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән видео тарқатти

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси җумһурийәт қурулғанлиқиниң 96 йиллиқи мунасивити билән мәхсус видео ишләп тарқатти.

1296374
җумһур рәислик мәһкимиси 29 - өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән видео тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимисиниң видеосида анадолуни түркләргә вәтән қилған малазгирт зәпиридин тартип җумһурийәт қурулғичә болған тарихий җәрйан байан қилинди.

видеода орун алған май бойақ рәсимләр, түрк уруш тарихи ичидин орун алған малазгирт уруши, варна мән җеңи, истанбулниң пәтһи, моһач мәйдан җеңи, прәвәзә деңиз уруши, чанаққәлә уруши, сакарйа мәйдан җеңи вә азадлиқ урушиниң һәрқайси фиронтлиридики күрәшләрни намайан қилип бәрди.

тарихтики түрк дөләтлириниң байрақлири ләпилдәватқан көрүнүшләр билән бирликтә «шундақ бир дастандурки, әзиз миллитимизниң һекайиси тарих бойичә унтулмас зәпәрләр билән бейиди» дегән сөзләр билән башланған видео, «инсанлиқтур мираси, әҗдадиниң изида... өтмүшниң асийа вә йавропасидики мәрһәмәт вә виҗданниң қәдимий варислири, бүгүн африқа вә оттура шәрқтә хатирҗәмлик вә тинчлиқниң бирдинбир капаләтчиси (болмақта)... ирадә, җасарәт вә пидакарлиқ билән қурулған, өтмүштин келәчәккә мустәқиллиқ билән йуғурулған җумһурийитимизниң 96 – йили мубарәк болсун» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر