һаккаридики тоқунушта йариланған әскәр шеһит болди
һаккарида 23 – өктәбирдә террорчилар билән тоқунуш әснасида еғир йариланған әскәр дохтурханида шеһит болди.
![һаккаридики тоқунушта йариланған әскәр шеһит болди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/ec73/5d43/0adf/5dac22ae6deac.jpg?time=1718776834)
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, һаккариниң йүксәкова наһийәсидә 23 – өктәбирдә террорчилар билән тоқунуш җәрйанида еғир йарилинип дохтурханида балнистқа елинған әскәрниң давалаш үнүм бәрмәй түнүгүн шеһит болуп кәткәнлики билдүрүлди.
байанатта, «бизни чоңқур азаб вә қайғуға салған бу вәқәдә җенидин айрилған әзиз шеһитимизға аллаһтин рәһмәт тиләймиз, мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә алийҗанаб миллитимизгә тәзийә билдүримиз, сәвр тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/6e67/9b77/98a9/66716af7bff4b.jpg?time=1718776834)
түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта
түркийә дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниңму келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта.
![ирақниң шималида 3 террорчи бир тәрәп қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/e0cb/10b5/a712/66713b2bde92e.jpg?time=1718776834)
ирақниң шималида 3 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.