түркийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1295131
түркийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин түркийәдики вақитлиқ қоғдиниш астидики сүрийәликләр һәққидә елан қилинған доклат һәққидә елан қилған байанатида, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға рәддийә берип мундақ деди: «түркийә 3.6 милйондин артуқ сүрийәликни өз ичигә алған, өзидин панаһлиқ тилигән 4 милйон әтрапида йурт – маканлиридин айрилип қалған кишиләргә саһибханилиқ қилмақта. көп сандики дөләтләр чегра линийәлиригә сепилларни соқувалған, сим тосуқларни орнитивалған бир пәйттә,  дөлитимиз муһтаҗларға, мәзлумларға ишиклирини ачти. бу җәрйанда хәлқаралиқ  әһдинамиләргә асасән, «көчмәнләрни қайтурувәтмәслик пиринсипи» ға изчил әмәл қилип кәлди, буниңдин кейинму шундақ қилиду. хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң түркийәдики вақитлиқ қоғдиниш астида туруватқан сүрийәликләр һәққидә елан қилған дәлил – испаттин халий һәм әмәлийәт билән қилчә алақиси болмиған доклатини рәт қилимиз. җүмлидин, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң <сүрийәликләрниң мәҗбурий дөлитигә қайтуруветилгәнлики, тәһдиткә учриғанлиқи вә начар муамилиләргә дуч кәлгәнлики> гә алақидар дәвалири йалған – йавидақлардин башқа нәрсә әмәстур. дәрвәқә, сүрийәликләрни өз йуртиға бихәтәр һәм өз ихтийарлиқи билән қайтуруш басқучи бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар еалий комитети вә аммиви тәшкилатлар билән һәмкарлиқ асасида ишқа ашурулмақта. сүрийәдә тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилған, һәмдә шәрт – шарати пишип йетилгән тәқдирдә, сүрийәликләрниң өз йуртиға қайтидиғанлиқиға ишинимиз. <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикитиниң нишанлиридин бири, п к к/п й д/ й п г террорлуқ тәшкилатиниң бесим вә зулум – ситәмлиридин қачқан йүз миңларчә сүрийәликләр йуртиға өз ихтийарлиқи вә бихәтәр һалда қайтлайдиған <бихәтәр район > шәкилләндүрүштур. сүрийәликләрниң бихәтәр вә өз ихтийарлиқи билән дөлитигә қайтиш басқучини қолайлаштуруш мәсилисидә хәлқара җәмийәтниңму мәсулийити бар, дәп қараймиз. дөлитимиз сүрийәликләрниң турмуш әһвалиниң йахшилиниши үчүн тегишлик қәдәмләрни ташлашни изчил давамлатуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر