әрдоған «‹ Le Point› журнили» үстидин сотқа әрз сунди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Point› журнили» ниң тәһрири етиенне гернелле вә йазғучиси ромаин губерт үстидин сотқа әрз сунди.

1294731
әрдоған «‹ Le Point› журнили» үстидин сотқа әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң адвукати һүсәйин айдин тәрипидин әрдоған намидин әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисигә сунулған 11 бәтлик әрзнамидә, мәзкур журналниң 24 – өктәбир күнидики саниниң муқависида җумһур рәис әрдоғанниң рәсими ишлитилгәнлики, һәмдә әрдоғанға фирансуз тилида  һақарәт қилинғанлиқи әскәртилди.

гумандарларниң түркийәниң 5237 – номурлуқ җинайи ишлар қануниниң 299 – маддисида бәлгиләнгән «җумһур рәисқа һақарәт қилиш» җиайити садир қилғанлиқи, түркийә әдлийә органлириниң бу җинайәтни тәкшүрүп бир тәрәп қилиш һоқуқиға игә икәнлики қәйт қилинди.  гумандарлар ишләткән ибариләрни пикир әркинлики даирисидики сийасий талаш – тартишлиқ қараш дегили болмайдиғанлиқи тәкитләнди.  етиенне гернелле  билән ромаин губертниң, җумһур рәис әрдоғанға һақарәт қилип йазған йазмилири арқилиқ әрдоғанниң шан – шәрәипи, кишилик һоқуқи һәм иззәт – һөрмитини қаттиқ дәпсәндә қилғанлиқи, шу вәҗидин, улар үстидин сотқа әрз сунулуши тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر