әрдоған: кордлар бизниң дүшминимиз әмәс»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кордларниң түркийәниң дүшмини әмәсликини ейтти.

1294552
әрдоған: кордлар бизниң дүшминимиз әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған түркийә т р т ниң нәқ мәйдандин тарқитилидиған пирограммисида бәргән байанатида, кордларниң түркийәниң дүшмини әмәсликини тәкитләп мундақ деди: «террорлуқ тәшкилатиниң каттибашлири билән германийә, фирансийә вә америка қошма иштатлири көрүшүватиду. <мәзлум> тәхәллуслуқ террорчи үстидин <қизил рәңлик тутуш буйруқи> чиқирилған, шуңа америка қошма иштатлириниң бу террорчини бизгә тапшуруп бериши  шәрт.»

түркийә армийәси тәрипидин сүрийәдә «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмида елип берилған вә кейинчә вақтинчә тохтитип қойулған «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «булақлар <фират дәрйаси> ниң шәрқий қисмида наһайити көп болғанлиқи үчүн, биз бу қетимқи һәрбий һәрикәтни <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити дәп атидуқ. җүмлидин <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити әнә шундақ башланди. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, биз кордлар бизниң дүшминимиз әмәс, әксичә улар бизниң қериндашлиримиздур. бизниң нишанимиз террорчиларни йоқитиштур. биз сүрийәгә вәйран қилиш үчүн әмәс, әксичә ават қилиш үчүн қошун әвәттуқ.»

әрдоған «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» ниң әйн әләрәб районини өз ичигә елип алмайдиғанлиқи тоғрулуқ өзгиришләргә қарап қарар чиқирилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, шималий атлантик әһди тәшкилатида түркийәниң истиратегийәлик иттипақдиши болған америка қошма иштатлириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға 30 миңдин артуқ йүк аптомобиллиқ қорал - йарағ вә оқ - дора йардәм бәргәнликини тәкитләп мундақ деди: «сүрийәдики еғир типлиқ қорал – йарағларниң әң қисқа вақит ичидә тазилиниши, йаки буларниң түркийәгә тапшуруп берилиши шәрт. натода иттипақдаш икәнмиз, бу қорал – йарағларни бизгә беришлири лазим.»

у йәнә, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән болған достанә мунасивитиниң наһайити йахши һәм сәмимий икәнликини, трампниң 13  - нойабир күни зийарәттә болуш тәклипигә бир һәйәт билән җаваб қайтуридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر