әрдоған: түркийә йәттә җаһангирға қарши тик турди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йәттә җаһангир күчкә қарши бешини тик тутуп туруватқанлиқини ейтти.

1294313
әрдоған: түркийә йәттә җаһангирға қарши тик турди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик сарийида 105-нөвәтлик мәһәллә комитети башлиқлири курсиниң ечилиш мурасимида сөз қилди.

у: «иккинчи дунйа урушида 50 милйон кишиниң өлүмигә сәвәбчи болғанларниң бизгә инсанлиқ һәққидә савақ беришкә урунушини аччиқ тәбәссум билән қарши алимиз. түркийәниң мәсилиләргә инсанпәрвәрлик нуқтисидин қаршини кәмчиллик дәп қариғанларға, йумшақ пәлийимиз ичидики төмүр муштимизни көрситиштин һәргизму чекинмәймиз» деди.

у йавропа парламенти омумий кеңишиниң сүрийәдә «учуш чәкләнгән район» тәсис қилиш тәклипини сунғанлиқини хатирилитип: «биз мәзкур тәклипни сүрийәниң һәр қайси җайлирида йүз миңларчә бигунаһ хәлқ бәшшар әсәд һакимийитиниң вә башқа күчләрниң һава бомбардиманлирида җан бериватқанда оттуриға қойған идуқ. ишикләрни ачимиз дегән вақтимизда җиддийлишип кетиду. алдиримаңлар, вақти кәлгәндә бу ишикләр ечилиду. түркийәниң чеграси бойичә қурулмақчи болған террорлуқ каридорини йәнчип ташлаш үчүн бирсидин рухсәт елишқа еһтийаҗимиз йоқ» деди.

у түркийә армийәсиниң тинчлиқ булиқи һәрикити билән һазирғичә районда контроллуқни қолиға алған җайлар йүз өлчиминиң 4 миң 220 кивадрат километирға йәткәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«әскәрлиримиз вә сүрийә миллий армийәси һәрикәт районида тинитиш елип бериватиду. бу җәрйанда террористлар алдимизға чиқса, әдипини бериш әң әқәллий һоқуқимиз һесаблиниду. террорлуқ тәшкилатлиридин һәр қандақ бирини, исмини, байриқини йаки формисини алмаштуруп, қайтидин алдимизға чиқармақчи болса, биз бу тузаққа чүшмәймиз. сүрийә хәлқиниң һайати вә келәчикини районға мунасивәтлик чоң пиланниң мәззәси сүпитидә пайдиланмақчи болғанларға биринчи болуп биз қарши чиқимиз. пүткүл дунйани демократийә, қанун дөлити, кишилик һоқуқ үчүн п к к|й п г ниң әң төвән дегәндә террорлуқ тәшкилати даешқа охшаш хәтәрлик террорлуқ тәшкилати икәнликини көрүшкә, қобул қилишқа вә шуниңға қарита позитсийә тутушқа тәклип қилимән. тоғра дәп билгән йолда илгириләштин һәргизму чекинмәймиз. бу йолда қанчилик бәдәлниң қанчилик чоңлуқи йаки кичиклики билән һесаблишип олтурмаймиз.

террорлуқ тәшкилатлири йаки бәшшар әсәд һакимийитидин пайдилинип мусапини қалаймиқанлаштурмақчи болғанл һәммә кишини, дунйа җамаәтчилики алдида ашкарилаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر