һаққаридин қайғулуқ хәвәр кәлди

һаққариниң шәмдинли наһийәсидә террорчилар билән дөләт хәвпсизлик күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта  бир әскәр шеһит болди.

1291159
һаққаридин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, террорчилар билән дөләт хәвпсизлик күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта йариланған бир әскәрниң дәрһал дохтурханиға орунлаштурулғанлиқи, бирақ давалаш үнүм бәрмәй шеһит болуп кәткәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «бизни чәксиз дәрд – әләмгә муптила қилған вә ғәм – қайғуға ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә түркийә хәлқигә сәвр – тақәт тиләймиз, һәм тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر