түркийә җүмә намизи әснасида җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә, афғанистанниң шәрқий қисмиға җайлашқан нангарһар вилайитидики бир җамәгә җүмә намизи әснасида қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1290802
түркийә җүмә намизи әснасида җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, нангарһар вилайитидики бир җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумида көп санда бигунаһ пуқраниң җенидин айрилғанлиқи, йәнә нурғун кишиниң йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқини билдүрүп, «мәзкур террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз. һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, дост афғанистан һөкүмитигә вә қериндаш афғанистан хәлқигә тәзийә билдүримиз, йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

нангарһар вилайитидики бир җамәгә җүмә намизи әснасида қилинған бомбилиқ һуҗумда 63 адәм җенидин айрилған, 36 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر