й п г|п й д шималий сүрийәдин чекинишкә башлиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ниң шималий сүрийәдин чекинишкә башлиғанлиқини билдүрди.

1290459
й п г|п й д шималий сүрийәдин чекинишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда җүмә намизидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у түнүгүн (17-өктәбир) түркийә билән америка оттурисида түзүлгән түркийә армийәси билән сүрийә миллий армийәсиниң шималий сүрийәдә террористларға қарши башлиған тинчлиқ булиқи һәрикитини вақитлиқ тохтитиш келишими үстидә тохталди.

у: «районда тәхминән тоққуз күнни баштин кәчүрдуқ. униңдин бурунқисиму бар. телефон дипломатийәси билән давамлашқан мусапиләрму бар. америка пирезиденти доналд трамп, русийә пирезиденти владимир путин вә йавропа дөләтлири билән елип барған учришишлиримиз бар. муһим учришишимизни түнүгүн әмәлгә ашурдуқ. һөрмәтлик трамп билән болған көрүшүштә, һәйәтләр ара көрүшүш арқилиқ техиму йахши нуқтиға келәләймиз, дедуқ. америка муавин пирезиденти майк пенсниң башчилиқида бир һәйәтни әвәтти. бу һәйәт мән бекиткән һәйәт билән көрүшти. түнүгүн әң муһим көрүшүшни ахирлаштурдуқ» деди.

у пенс билән көрүшкәнликини билдүрүп: «һәйәтләр ара көрүшүш нәтиҗисидә түзгән 13 маддилиқ ортақ хитабнамә дунйаға елан қилинди. 120 саәтлик мусапә һәрикәткә өтти» деди.

у йәнә мундақ деди:

«узунлуқни көздә тутқанда, 444 километирлиқ узунлуқ бар. 120 саәт ичидә бу йәрләрниң бошитилидиғанлиқи мәсилисидә пикир бирлики һасил қилдуқ. түркийәниң рийасәтчиликидә вә бирликтә һәмкарлиқ ичидә қилиш қарари алдуқ. изчил һалда өзара алақидә болимиз. 120 саәтни мувәппәқийәтлик һалда ахирлаштуралисақ.... сәйшәнбә (22-өктәбир) һөрмәтлик путин билән көрүшимән. путин билән болидиған көрүшүшүмни бу мусапиниң бир унсури сүпитидә көримән. дөләт мудапиә министири билән көрүштүм. уларниң чекинишни башлиғанлиқини ейтти. бизниң келишимимизниң бир алаһидилики болса, бизниң қораллиқ қисимлиримиз у җайлардин айрилмайду. дөләт мудапиә министиримиздин алған мәлуматларға қариғанда, һазир етишиш йоқ. асассиз хәвәрләргә етибар қилмайли.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر