«й п г / п к к америкиниң дости әмәс»

түркийәниң вашингтон баш әлчиси сәрдар қилич бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г-п й д/п к к ниң америка қошма иштатлириниң дости әмәсликини ейтти.

1290355
«й п г / п к к америкиниң дости әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири: қилич америка қошма иштатлириниң «‹ PBS › телевизийә қанили» ниң « News Hour » пирограммисида, түркийә билән америка қошма иштатлири оттурисида һасил қилинған келишимгә алақидар соалларға җаваб бәрди, бу келишимниң «уруш тохтитиш келишими» әмәсликини, чүнки «уруш тохтитиш келишими» ниң қанунлуқ икки тәрәп оттурисида түзүлидиғанлиқини, бу келишимниң райондики й п г / п к к унсурлириниң райондин чиқип кетиши үчүн һәрбий һәрикәтниң вақтинчә тохтитилиши дегән мәнини блдүридиғанлиқини қәйт қилди.

у, вашингтонда «сүрийәлик кордлар» билән «й п г / п к к унсурлири» ни айриш мәсилисидә җиддий уқушмаслиқ барлиқини, й п г / п к к ниң районда йашаватқан барлиқ крдларниң вәкили әмәсликини тәкитләп мундақ деди: «бизгә нисбәтән й п г / п к к ниң мәвҗудийити җиддий тәһдиттур. сүрийәниң шималий қисмида елип бериливатқан һәрбий һәрикитимиз й п г / п к к билән даеш ни йоқитишни нишан қилиду. дәрвәқә п к к  хәлқимиздин 40 миң кишини қәтл қилди. америкилиқ җумһурийәтчи плата әзаси граһам билән демократчи кирисван һолленниң түркийәгә қарита ембарго йүргүзүлүши тоғрулуқ қанун лайиһәси сунуши түркийә хәлқиниң һес – туйғулирини қаттиқ рәнҗитти. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, америка даешқа қарши күрәш үчүн й п г / п к к билән һәмкарлиқ орнитип баштила хата қилди. бир террорлуқ тәшкилатиға қарши йәнә бир террорлуқ тәшкилатини ишлитип мувәппәқийәт қазанғили болмайду. п к к/й п г/п й д америкиниң дости әмәс, марксизимчи бир гуруппидур. бизниң асаслиқ нишанимиз сүрийәниң земин пүтүнлүки вә сийасий бирликини қоғдаштур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر