әрдоған «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикитини ахирлаштурушниң шәртини елан қилди

әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида сөз қилди.

1289183
әрдоған «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикитини ахирлаштурушниң шәртини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сүрийәдики барлиқ террорчилар қорал тапшуруп, түркийә бекиткән бихәтәр районниң сиртиға чиқип кәткән тәқдирдә, түркийә армийәси елип бериватқан тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң ахирлишидиғанлиқини билдүрди.

әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида сөз қилди؛ у, 8 йилдин буйан давамлишиватқан сүрийә мәсилисиниң шималий африқа вә оттура шәрқни қайтидин тәртипкә селиш тиришчанлиқиниң мәһсули икәнликини қәйт қилип, «даешни қоллиған, әмәлий җәһәттә йетәклигән дөләтләр бүгүн бизниң алдимизға даеш дүшмини сүпитидә чиқмақта. мәсилә даеш әмәс, п к к һәргизму әмәс, бәлки районимизға мунасивәтлик бир пиланни ишқа ашуруштин ибарәт икәнлики наһайити ениқ» деди.

түркийәниң йавропа, америкида йезилған сенарийәләргә, өзигә бәлгиләп берилгән ролға бойун әгмәйдиғанлиқини әскәрткән әрдоған, «түркийәниң өтмүшидә тәслим болуштин ибарәт бир таллаш қәтий болуп бақмиди. биз миллитимиз билән бирликтә, йа истиқлал (мустәқиллиқ) йаки өлүм дегән һалда күрәш байриқини көтүрдуқ. дөлитини қурған бир милләткә буниңдин башқа йол тутушму йарашмайтти» дегәнләрни қәйт қилди.

сөзи әснасида тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитигә қарши чиққан әрәб әллири иттипақиға наразилиқ билдүргән җумһур рәис әрдоған, сүрийә сиртиға чиққан 6 милйон сүрийәликниң 4 милйониниң түркийәгә кәлгәнликини хатириләткән һалда, «һәммиси дегүдәк әрәбләрдин тәшкил тапқан бу мусапирлар бизниң йенимизға кәлди. әй әрәб иттипақи, силәр қанчилик мусапирларни қобул қилғансиләр. силәр сүрийәни әрәб әллири иттипақи әзалиқидин чиқиривәттиңлар» деди.

түркийәниң тарихиниң һечбир басқучида пуқраларни қәтл қилмиғанлиқини, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитидики буниңға алақидар дәваларниң төһмәттин ибарәт икәнликини қәйт қилған әрдоған, «биз нә етиқадимиз, нә күлтүримиз, ә әхлақимиз буниңға йол қоймайду» деди.

әрдоған ғәрб дөләтлиригә хитаб қилип, силәрниң бундақ бир әһвалға чүшүп қелишиңларни қәтий халимаймиз, бирақ шуни билип қелиңларки, әтә – өгүн силәрму биз билән охшаш мүшкүлатларға дучар болисиләр. ишниңларки, у чағда бизни наһайити йахши чүшинисиләр, бирақ пәйти өткән болиду. у чағда силәр террорчиларни қоллиғучиларға немә дәйдикәнсиләр, қандақ позитсийә билдүридикәнсиләр, көримиз. террорчилар силәрни азабқа муптила қилғанда, йәнә бу есил милләт силәрниң йениңларда болиду» дегән әрдоған сөзини давамлаштуруп, «бу (террорға қарши) күрәштә түркийәгә қарши сәптә әмәс, йенидин орун елиңлар, һечболмиса арилашмаңлар» деди.

әрдоған йәнә, сүрийәдики барлиқ террорчилар дәрһал қорал тапшуруп, түркийә елан қилған бихәтәр районниң сиртиға чиқса, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң ахирлишидиғанлиқини җакарлиди.

җумһур рәис әрдоған мухбирларниң соаллириға җаваб берип мунбич һәққидики соаллириға җаваб берип, «бизниң дәрдимиз бу земинларни өз игисигә тапшуруп бериштур. биз мушуни халаймиз. бизниң <бизгә буни бериңлар> дәйдиған бир дәрдимиз йоқ. бизниң бирла дәрдимиз бар, у болсиму, мәйли русийәниң мәйли һакимийәтниң болсун, террорлуқ тәшкилати й п г/ п й д ни бу йәрдин чиқиришидур» деди.

әрдоған, һакимийәтниң SDG (й п г / п к к суйиистемал қиливатқан сүрийә демократик күчлири) билән һәрқандақ бир келишим түзгән болушиға еһтимал беришни халимайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر