алтун: түркийә даешқа қарши күрәшни қәтий давамлаштуриду

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи пирофессор доктор фаһрәттин алтун, түркийәниң даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшни давамлаштуруш ирадисиниң қәтий икәнликини тәкитлиди.

1287860
алтун: түркийә даешқа қарши күрәшни қәтий давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун тивиттер адреси арқилиқ учур тарқитип, «түркийә, даешқа қарши күрәшни давамлаштурушқа мәркәзләшкән болуп, ирадиси қәтийдур вә бу қорқунчақ террорчилар билән елишишқа өзини атиған бир дөләттур. даеш, түркийәниң дүшминидур вә пүтүнләй йоқитип ташланғучә улар билән елишиштин вач кәчмәймиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң даешқа қарши һәқиқий мәнидә күрәш қилған бирдинбир дөләт икәнликини билдүрүп, «һазирму сүрийәдә туруватқан даешчилар мәсилисидә һәртүрлүк мәсулийәтни үстимизгә елишқа тәййар икәнликимизни тәкитлигән һалда оттуриға қойимән» дегәниди.


خەتكۈچ: #даеш , #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر