тинчлиқ булиқи һәрикити нишаниға йәткичә тохтимайду

түркийә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин тинчлиқ булиқи һәрикити һәққидә тохтилип: «нишанимизға йәткичә тохтимаймиз» деди.

1287599
тинчлиқ булиқи һәрикити нишаниға йәткичә тохтимайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин твиттерда тинчлиқ булиқи һәрикити тоғрисида байанат елан қилди. у: «мусул, раққә вә дейриззор йәр билән йәксан қилинип, миңларчә киши өлтүрүлгәндә авазини чиқармиғанлар, тинчлиқ булиқи һәрикити мувәппәқийәт қазанғанда һудуққиничә <һәрикәтни тохтитиш чақириқи> ни қилишқа башлиди, түркийәгә ембарго билән тәһдит салди. нишанимизға йәткичә тохтимаймиз» деди.

у түркийәниң җәнубий чеграсида террорлуқ каридори қуруш урунушини йоқитиш, районға тинчлиқ вә хатирҗәмлик елип келиш мәқситидә, сүрийәниң шималида й п г|п к к вә даеш террорлуқ тәшкилатлириға қарши башланған һәмдә сүрийә миллий армийәсиниң қоллишиға еришкән тинчлиқ булиқи һәрикитиниң алтинчи күнидә мувәппәқийәт билән алға илгириләватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر