русийә хәвпсизлик кеңишиниң «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» ни тохтитиш чақириқиниң алдини алди

русийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң сүрийәниң шәрқий шималида елип бериватқан « һәрбий һәрикити» ни тохтитиш чақириқи орун алған ортақ байаннаминиң елан қилинишиниң алдини алди.

1286815
русийә хәвпсизлик кеңишиниң «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» ни тохтитиш чақириқиниң алдини алди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, русийә америка қошма иштатлири тәрипидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә сунулған, <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикитини тохтитиш чақириқи орун алған вә түркийәниң бихәтәрлик әндишилирини дипломатик йоллар арқилиқ һәл қилиш мәқсәт қилинған ортақ байаннаминиң елан қилинишға йол қоймиған.

байаннамидә, түркийәниң бу һәрикитидин вә бу һәрикәт кәлтүрүп чиқарғуси инсаний вә бихәтәрлик тәрәплиридин әндишә қилиниватқанлиқи, җүмлидин  бу һәрикәтниң террорлуқ тәшкилати даешқа қарши  күрәштә қолға кәлтүрүлгән алға илгириләшләргә зийан йәткүзидиғанлиқи илгири сүрүлгәниди.

сүрийәлик көчмәнләрниң өз йуртиға бихәтәр, шан – шәрипи қоғдалған вә хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә риайә қилинған һалда қайтишини ишқа ашурушниң зөрүрлүки тәкитләнгән байаннамидә, барлиқ тәрәпләр пуқраларни қоғдаш, тосалғусиз, бихәтәр вә даимий инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлирини кәң қанат йайдурушқа чақириқ қилинғаниди. сүрийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи бирлики вә земин пүтүнлүкини қоғдашниң зөрүрлүки қәйт қилиниш билән бир вақитта, сүрийә киризисини һәрбий йоллар арқилиқ әмәс, әксичә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариға асасән һәл қилинишиниң муһимлиқи әскәртилгәниди.

америка қошма иштатлири сунған байаннаминиң алдинқи күни сунған байаннамиға охшимаслиқи диққәт қозғиди. алдинқи күнидики байаннамидә, түркийәниң «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» ни тохтитиш чақириқи йоқ иди. шуниң билән бир вақитта, түркийәниң бихәтәрлик әндишилириниң қанунлуқ икәнлики тәкитләнгәниди.

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң ортақ байаннамә елан қилалиши үчүн 15 әза дөләтниң бирдәк аваз билән қарар мақуллишиға тоғра келидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر