түркийә армийәси үч күнлүк һәрикәттә 277 террорчини уҗуқтуруп, 11 йезини қутқузди

үч күндин буйанқи тоқунушта, түркийә армийәсидин бир әскәр шеһит болди.

1286090
түркийә армийәси үч күнлүк һәрикәттә 277 террорчини уҗуқтуруп, 11 йезини қутқузди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин дөләтниң шундақла районниң тинчлиқи вә хатирҗәмлики үчүн сүрийәдики фират дәрйасиниң шәрқидә елип бериливатқан «тинчлиқи булиқи һәрбий һәрикити» үчинчи күнигә қәдәм қойғанда, бир әскиримизниң шеһит болғанлиқи һәққидә хәвәр йетип кәлди.

дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ й п г тероррчилири билән башланған тоқунушта бир әскәрниң шеһит болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, «тинчлиқи булиқи һәрбий һәрикити» ниң кечичә һавадин вә қуруқлуқтин ғәлибилик елип берилғанлиқи һәмдә уҗуқтурулған террорчи саниниң 277 гә йәткәнлики қәйт қилинди.

бу җәрйанда, һәриәкәт даирисидә йәнә, тел абйад вә расуләйндики 11 йеза террорчилардин тазиланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر