әрдоған түркийәниң һәрбий һәрикитигә қарши байанат бәргән рийад билән қаһирәни қаттиқ әйиблиди

җумһур рәис әрдоған, өзи башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң вилайәтлик шөбә башлиқлири йиғинида сөз қилди.

1285774
әрдоған түркийәниң һәрбий һәрикитигә қарши байанат бәргән рийад билән қаһирәни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқидә елип бериливатқан бариш пинари (тинчлиқ булиқи) һәрбий һәрикитиниң негизидә, түркийәниң җәнубий чеграсида бир террор дөлити қуруш урунушиға қарши турушниң йатидиғанлиқини билдүрүп, «сүрийәдики барлиқ өзгиришләргә көзлирини йумувелип түркийәни тәнқид қилишни адәткә айландурувалғанларни әқилгә, виҗданға, әхлаққа қайтип келишкә чақиримиз» деди.

җумһур рәис әрдоған, өзи башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң вилайәтлик шөбә башлиқлири йиғинида сөз қилди. у, һәрикәтниң муддиасиниң сүрийәниң земин пүтүнлүкигә вә сийасий бирликигә һәссә қошуш икәнликини тәкитләп, сүрийә земинлирида онларчә чәт күч нәйзивазлиқ қиливатқан мушундақ бир пәйттә, түркийәниң террор тәшкилатиға тосқунлуқ қилиш үчүн башлиған бу һәрикитигә қаритилған әйибләшләрни қәтий қобул қилмайдиғанлиқлирини әскәртти вә сөзини давамлаштуруп, «сүрийәниң бирлики, баравәрлики үчүн ташлиған қәдимимизни әйиблишиватиду. силәр йан тәрәпкә өтүп туруңлар, биз йолимизни давамлаштуримиз» деди.

һәрикәт тоғрисидики байанатлири түпәйли сәуди әрәбистан вә мисирни әйиблигән җумһур рәис әрдоған, «сәуди әрәбистан алди билән әйнәккә қарап бақсун. йәмәнни бу һалға ким чүшүрүп қойди? болупму мисир сениң пәқәт гәп қилиш һәққиң йоқ. чүнки сән (мисир пирезиденти сиси) дөлитиңдә демократийә қатили болған бир кишисән» деди.

әрдоған йавропа иттипақиниму әйибләп, «һәрбий һәрикитимизгә <ишғал һәрикити> дәп баһа беришкә урунсаңлар, бизниң ишимиз асан؛ ишикләрни ечип 3 милйон 600 миң (сүрийәлик) мусапирни силәргә йоллап беримиз. (сүрийәлик мусапирларға йардәм қилиш үчүн) иккинчи басқучлуқ 3 милйард йаврони әвәтмәймиш. силәр һазирғичә бәргән вәдәңларда турдуңларму? йақ.» деди.

түркийәниң террорлуқ тәшкилатлири даеш, п к к, й п г вә п й д гә қарши бу күрәшни қәддини тик тутқан һалда давамлаштуруватқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, фирансийә, германийә вә голландийәдин сүрийәгә барған даеш террорчилиридин 5500 нәпирини кәлгән җайлириға түркийәниң қайтурувәткәнликини қәйт қилди.

бариш пинари һәрбий һәрикитидин кейин сүрийәдики даешчиларни қандақ қилидиғанлиқиниң соралғанлиқини хатирилитип өткән әрдоған, «биз мәсулийәттин қачидиған бир дөләт болмидуқ. даешниң бешимизға бала болушини халимиғинимиздәк дунйаниңму бундақ бир мусибәт билән һәпилишишини халимаймиз. даеш әзалириға немә қилиш керәк болса, шуни қилимиз. қелиши керәк болғанлар түрмиләрдә қалиду, кәлгән дөләтлири қобул қилғанлириниң бир қисми өз дөләтлиригә әвәтилиду. түркийә, бу районниң контроллуқини қолға алғандин кейин, даеш бу земинларда қайтидин баш көтүрәлмәйду» деди.

түркийәниң сүрийәдә корд қериндашлириға қарши әмәс, террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, «сүрийәликләрни йахши көридиғанлиқимиз бәс – муназирә тәләп қилмайду. бизниң дәрдимиз сүрийәни ишғал қилишқа тиришиватқан даеш, й п г, п й д ға охшаш террорлуқ тәшкилатлиридур. бизниң у йәрдики корд қериндашлиримиз билән һечқандақ мәсилимиз йоқ, мәсилә пүтүнләй террорлуқ тәшкилатлири билән мунасивәтликтур. бариш пинари һәрбий һәрикитиниң пәрдә арқисида җәнубимизда бир террор дөлитиниң қурулушиға тосқунлуқ қилиш бар, биз буниң үчүн тиришиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң һечкимниң земинида, мал – мүлкидә нәзириниң йоқлуқиға ишарәт қилған әрдоған, түркийә билән бирликтә һәрикәт қиливатқан сүрийә миллий армийәсиниңму бундақ бир нийитиниң қәтий йоқлуқини ейтти.

у, наһайити қисқа вақит ичидә мунбичтин ирақ чеграсиғичә болған пүтүн районни аманлиқ вә хатирҗәмликкә ериштүрүп, 8 йилдин буйан сүрийә хәлқиниң үстидә учуп йүрүватқан қара булутларни тарқитидиғанлиқлирини әскәртти.

әрдоған, америка қошма иштатлири башта болуп натоға әза барлиқ дөләтләргә хитаб қилип, «биз түркийәмиз. биз бир нато дөлитимиз. 5 – маддини наһайити йахши билимиз. бу хил тәшкилатлар натоға әза түркийәгә һуҗум қилғанда силәр буниңға сүкүт қилип турсаңлар болмайду» деди.

җумһур рәис әрдоған, бариш пинари һәрбий һәрикитидә һазирғичә 109 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر