әрдоған мәмликәткә қайтип кәлди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2 – нөвәтлик түркийә – сербийә йуқири сәвийәлик һәмкарлиқ кеңиши йиғинини ахирилаштуруп сербийәдин мәмликәткә қайтип кәлди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә һәмраһлиқидики һәйәт олтурған «TC-TUR» намлиқ мәхсус айропилан, түркийә вақти саәт 21:50 өткәндә әнқәрә әсәнбоға айродурумиға қонди.
әрдоғанни айродурумда муавин җумһур рәис фуат октай, ички ишлар министири сулайман сөйлу, әнқәрә валийси васип шаһин вә әнқәрә сақчи идарси мудири сәрвәт йилмаз қарши алди.
әрдоған вә рәпиқиси әминә әрдоған билән биргә хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, йеза игилики министири бәкир пакдәмирли, қатнаш вә ул – әслиһә министири җаһит турхан, учур алақидә – ишлири башлиқи шундақла җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинму әнқәрәгә йетип кәлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.