түркийә армийәси сүрийәниң шималида «бариш пинари (тинчлиқ булиқи)» һәрбий һәрикитини башлиди

түркийә армийәсиниң сүрийәниң шималидики п к к / й п г вә даеш террорлуқ тәшкилатлириға қарши «бариш пинари (тинчлиқ булиқи) һәрбий һәрикити» башлиди.

1284929
түркийә армийәси сүрийәниң шималида «бариш пинари (тинчлиқ булиқи)» һәрбий һәрикитини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: «бариш пинари һәрбий һәрикити» ниң башлиғанлиқини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ дунйаға җакарлиди؛ әрдоған учурида «түрк қораллиқ күчлиримиз сүрийә миллий армийәси билән бирликтә сүрийәниң шималида п к к / й п г вә даеш террорлуқ тәшкилатлириға қарши «бариш пинари һәрбий һәрикитини башлиди» дегән ибариләргә орун бәрди.

муддиалириниң түркийәниң җәнубий чеграсида шәкилләндүрүлүшкә тиришчанлиқ көрситиливатқан террор каридорни йоқитип ташлап, районға тинчлиқ вә хатирҗәмлик елип келиш икәнликини тәкитлигән әрдоған, «бариш пинари һәрбий һәрикити арқилиқ дөлитимиз қарши террор тәһдитини бир тәрәп қилип ташлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

һәрикәт арқилиқ бәрпа қилинидиған бихәтәр район сайисида сүрийәлик мусапирларниң дөләтлиригә қайтишлирини капаләткә игә қилидиғанлиқлирини әскәрткән әрдоған, «бариш пинари һәрикити арқилиқ сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдап, барлиқ район хәлқини террорниң пәнчисидин қутулдуримиз» деди.

җумһур рәис әрдоған, һәрикәттә вәзипә өтәватқан қәһриман әскәрләргә вә уларни қоллаватқан йәрлик йардәмчи күчләргә утуқ тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر