әрдоған:  қашиқчи җинайитини ениқлап чиқиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған журналист җамал қашиқчи җинайитини ениқлап чиқиш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини ейтти.

1279480
әрдоған:  қашиқчи җинайитини ениқлап чиқиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлирида чиқидиған (‹Washington Post› гезити) гә йазған мақалисидә, түркийәниң сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайитини ениқлап чиқиш үчүн давамлиқ тәкшүрүш елип баридиғанлиқини ейтти.

җумһур рәис әрдоған мақалисидә мундақ деди: «сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчиниң өлтүрүлүши, 11 – сентәбир террорлуқ һуҗумлирини һесабқа алмиғанда, 21 – әсирдики әң чоң вә әң талаш – тартишлиқ вәқә һесаблиниду. чүнки 11 – сентәбирдин буйан һечқандақ бир вәқә хәлқаралиқ түзүмгә бунчилик тәһдит салмиған, пүткүл дунйа тәрипидин қобул қилинған қанун – бәлгилимиләргә бунчилик дуел елан қилмиғаниди. дөлитимиз алдимиздики басқучтиму сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайитини ениқлап чиқиш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر