килиста бир учқучисиз һава аппарати етип чүшүрүлди

сииртниң пәрвари йезилирида алаһидә сақчи қисимиң тик учарларниң йардимидә қилған һәрикитидә бәш террорист, мардинда елип берилған һәрикәттә болса бир террорист бир тәрәп қилинди.

1278622
килиста бир учқучисиз һава аппарати етип чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида билдүрүлишичә, пәрвари наһийәсиниң әтраплирида вилайәтлик алаһидә қораллиқ сақчи қисим тик учарларниң йардимидә һәрикәт елип берилған. һәрикәттә, бәш террорист бир тәрәп қилинған.

мардиндиму һәрикәт елип берилған болуп, һәрикәттә бир терроист бир тәрәп қилинған.

ички ишлар министирлиқиниң байанатида, ички хәвпсизликни қоғдаш һәрикәтлири даирисидә, вилайәтлик сақчи идарисиниң алаһидә сақчи қисми билән террорлуққа қарши туруш шөбисиниң хадимлириниң мардинниң артуклу наһийәсидә бирликтә һәрикәт елип барғанлиқи билдүрүлди.

һәрикәттә «рогер» код исимлик террорист бир тәрәп қилинған.

бу җәрйанда, дөләт мудапиә министирлиқи фират қалқини һәрикәт райони билән килисниң ғәрбий районида түркийә һава тәвәликигә алтә қетим хилаплиқ қилған, дөләт тәвәлики вә типи ениқ болмиған учқучисиз һава аппаратиниң,F-16  лар тәрипидин етип чүшүрүветилгәнликини елан қилди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, 2019-йили 28-сентәбир дөләт тәвәлики вә типи ениқ болмиған бир учқучисиз һава аппаратиниң, фират қалқини һәрикәт райони вә килисниң ғәрбидики түркийә һава тәвәликигә алтә қетим хилаплиқ қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта: «дөләт тәвәлики ениқ болмиған учқучисиз һава аппарати, инҗирликтин көккә көтүрүлгән икки данә F-16 тәрипидин саәт 13:24 тә етип чүшүрүветилди. килис вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим учқучисиз һава аппаратиниң қалдуқлирини бәширийә вақитлиқ панаһлиниш мәркизи әтрапида қолға чүшүрди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر