әрдоған б д т омумий кеңишидә бир қатар учришишларни елип барди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән б д т баш катипи антонийо гутеррс б д т мәркизидә көрүшти. көрүшүш ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди.

1275880
әрдоған б д т омумий кеңишидә бир қатар учришишларни елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т омумий кеңишиниң 74-қетимлиқ йиғиниға қатнишиш үчүн американиң нийу йорк шәһиригә йетип барған түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған учришишлири даирисидә, б д т баш катипи антонийо гутеррс билән көрүшти.

б д т тәрипидин елан қилинған көрүшүш һәққидики байанатта: «баш катип билән түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған килимат өзгиришигә қарши туруш, сүрийә, ливийә вә қибрис мәсилилиридә өзара пикир алмаштурди» дейилди.

рәҗәп таййип әрдоған нийу йоркта мәдәнийәтләр иттипақи билән түркийә һава йоллири оттурисида түзүлгән һәмкарлишиш келишимигә имза қойуш мурасимиға қатнашти.

рәҗәп таййип әрдоған йәнә, әнглийә баш вәзири борис җонсон билән б д т мәркизидә көрүшти. көрүшүш ахбаратқа йепиқ шәкилдә болди. көрүшүштә, малийә министири бәрат албайрак, дөләт мудапиә министири һулуси акар, сода министири руһсар пәкҗан, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәлик, миллий истихбарат идарисиниң башлиқи хакан фидан, җумһур рәислик сарийи учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин қатарлиқлар биргә болди.

рәҗәп таййип әрдоғанниң қатар әмири шәйх тәмим бин һамед алсани, италийә баш министири җузәппе конте вә сомали пирезиденти муһәммәд абдуллаһ фармаҗо билән өткүзүлгән учришишлириму ахбаратқа йепиқ шәкилдә болди.

әрдоған албанийә баш министири еди рама вә парламентлар ара иттипақ башлиқи габриела кувас барронни қобул қилди.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң байанатида көрситилишичә, әрдоған күвәйт әмири шәйх сабаһ әләһмәт җабир әл сабаһқа шипалиқ тиләклирини йәткүзгән.

америка пирезиденти доналд трамп б д т омумий кеңиши йиғини мунасивити билән, һәйәт рәислириниң шәрипигә лотте нийу йорк палас меһмансарийи (Lotte New York Palace Hotel) да зийапәт бәрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған б д т омумий кеңишидики пирограммисидин кейин, пирезидент трамп тәрипидин берилгән зипапәткә иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر