«түркийәниң шәрқий ақдеңизда йолға қойуватқан муқимлиқ сийасити өзгәрмәйду»

муавин җумһур рәис  фуат октай түркийәниң  шәрқий ақдеңизда тинчлиқни қоғдаш йолида йолға қойуватқан  муқимлиқ сийаситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини ейтти.

1273099
«түркийәниң шәрқий ақдеңизда йолға қойуватқан муқимлиқ сийасити өзгәрмәйду»

түркийә авази радийоси хәвири: октай «шималий қибрис түрк җумһурийити билән түркийә оттурисидики сайаһәт һәмкарлиқи паалийәтлири» мунасивити билән түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә берилгән зийапәттә қилған сөзидә, қибрис мәсилиси тилға елинишқа башлиған шу күнләрдә түркийәниң позитсийәсиниң интайин ениқ һәм кәскин икәнликини тәкитләп мундақ деди: «қибрис мәсилисини һәл қилиштин мәқсәт,  аралда узақ мәзгиллик тинчлиқ орнитиш вә адил  сийасий баравәрликни ишқа ашуруштур. бизгә нисбәтән муһим болғини, мәсилини һәл қилиш усулиниң исми әмәс, әксичә қибрис түрклириниң сийасий баравәрликкә вә қарар чиқириш миханизмлириға паал қатнишиш һоқуқиға еришиши, параванлиқтин бәһримән болуши вә бихәтәрликиниң капаләт астиға елинишидур.»

рум тәрәпниң изчил давамлаштуруватқан бир тәрәплимилик гидрокарбон паалийәтлиригә қарита саһәдә әмәлийәт арқилиқ инкас қайтурулғанлиқини ейтқан октай, мундақ дәп көрсәтти: «шәрқий ақдеңизда тинчлиқни қоғдаш йолида йолға қойуватқан  муқимлиқ сийаситимиз өзгәрмәйду. түркийә қибрис түрклирини һечқачан йалғуз ташлап қойған әмәс, әксичә баштин тартипла уларниң һәқ – һоқуқлири һәм мәнпәәтлирини қоғдаш йолида һәр түрлүк тиришчанлиқларни көрситип кәлмәктә. һазирғичә йолға қойуватқан сийаситимиз һәм ишләватқан хизмитимизни таки қибрис түрклири өзлириниң параванлиқ һоқуқиға иеришкәнгә қәдәр давамлаштуримиз, изчил түрдә кәң даирилик лайиһәләрни ишқа ашуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر