үч тәрәп башлиқилар йиғини бүгүн әнқәрәдә чақирилиду

«түркийә – русийә – иран үч тәрәп башлиқлар йиғини» 16 – сентәбир дүшәнбә күни (бүгүн) пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлиду.

1269994
үч тәрәп башлиқилар йиғини бүгүн әнқәрәдә чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: «түркийә – русийә – иран үч тәрәп башлиқлар йиғини», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң саһибханлиқида иран пирезиденти һәсән руһани вә русийә пирезиденти виладимир путинниң иштирак қилиши билән 16 – сентәбир дүшәнбә күни (бүгүн) пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлиду.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси астана йиғини шәклидики бәшинчи нөвәтлик үч тәрәп башлиқлар йиғини тоғрисида байанат берип, «йиғинда, идлиб мәсилисини чөридигән һалда сүрийәдики тоқунуш муһитиға хатимә бериш, мусапирларниң өзи халап йуртлириға қайтиши үчүн тегишлик шараитларни йаритип бериш вә сүрийә мәсилисигә үзүл – кесил сийасий чарә тепиш йолида ташлинидиған ортақ қәдәмләр қатарлиқ мәсилиләрниң музакирә қилиниши күтүлмәктә» дегәниди.

әрдоған, путин вә руһаниниң йиғин мунасивити билән айрим учришишларни өткүзүп, икки тәрәп мунасивәтлири, күнтәртиптики мәсилиләр вә хәлқарадики өзгиришләр тоғрисида пикир алмаштурушиму пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر