әрдоған америка қошма иштатлирини тәнқид қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлириниң түркийәгә қарши уруш қиливатқан террорчиларға қорал – йарағ йардәм қилишини тәнқид қилди.

1269245
әрдоған америка қошма иштатлирини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнглийәниң «<рейтер> агентлиқи» ниң соаллириға җаваб бәргәндә, й п г/п й д ниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «бу рошән һәқиқәтни қанчә қилсақму ғәрб әллиригә чүшәндүрәлмидуқ. америка қошма иштатлири сүрийәдики террорчиларға он миңларчә йүк аптомобилға қачиланған қорал – йарағларни йардәм қилди. шималий атлантик әһди тәшкилатидики шерикимиз болған  америка түркийәгә сетип бәрмигән қорал – йарағларни бу террорчиларға һәқсиз бериватиду. и америка! силәр түркийәгә қарши уруш қиливатқан террорчиларға қорал – йарағ бериватисиләр, буни қандақму иттипақдашлиқ дегили болсун?!»

түркийәниң чегра районлирида террорчилар каридори шәкилләндүрүлүшигә әсла йолға қоймайдиғанлиқлирини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «толиму әпсуски, америка қошма иштатлири сүрийә билән болған чегра линийәлиримиздә бихәтәр район бәрпа қилиш тәлипимизни қандуралмайватиду, шуниң билән, бу бизни қаймуқтуруш сийаситигә айлинип қеливатиду. сәвр - тақәт қачимиз тешип кәтсә, өз йолимизға меңишқа мәҗбур болимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر