әрдоған түркийәниң америкадин қоллашни күтидиғанлиқини ейтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған американиң террорлуққа қарши турушта вә мусапирлар өй-маканлириға қайталайдиған бихәтәр район тәсис қилишта түркийәни қоллишини күтидиғанлиқлирини билдүрди.

1266887
әрдоған түркийәниң америкадин қоллашни күтидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка сода министири вилбур рос (Wilbur Ross) вә һәмраһлиқидики һәйәтни җумһур рәислик сарийида қобул қилди.

у: «америка пирезиденти достум доналд трамп билән әркин сода келишими музакирәлирини башлаш мәсилисини күнтәртипкә қойдуқ. мунасивәтлик министирлиримиз әң қисқа вақит ичидә бу мәсилә үстидә хизмәтлирини башлайду» деди.

у америкалиқ мәбләғ салғучиларға чақириқ қилип: «техиму көп америка ширкәтлириниң дөлитимизгә мәбләғ селишини үмид қилимиз. дөлитимизгә кәлгән һәр бир америкалиқ мәбләғ салғучиларға керәклик йардәмләрни қилишқа тәййармиз» деди.

у сүрийәниң нөвәттики вәзийити үстидә тохтилип мундақ деди:

«дөлитимизниң сүрийәдин келидиған йеңи көч долқунини күтүвелиши әмди мумкин әмәс. һазир дөлитимизниң һәм районимизниң һәмдә сүрийәлик мусапирларниң йурт-маканлириға қайтишиға әң чоң тосалғу болуватқини, террорлуқ тәшкилати п к к билән, униң гумаштиси й п г ға охшайдиған террорлуқ тәшкилатлиридур. етниң қирғинчилиқ қилған, район хәлқини көчүшкә мәҗбурлиған, түркийә пуқралириниң җан вә мал бихәтәрликигә тәһдит салған бу террорлуқ тәшкилати қәтий һалда тәһдит амили болуштин йоқитилиши лазим. сүрийәдә 50 миңға йеқин йүк аптомобили билән бу йәрдики террорист гуруппиларға машина вә оқ-дора әвәтилиши бизни қаттиқ биарам қилмақта. америкадин күтидиғинимиз террорлуққа қарши күришимиздә вә мусапирлар өй-маканлириға қайталайдиған бихәтәр район тәсис қилиш тиришчанлиқимизни қоллишидур.»

у түркийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшни қәтий давамлаштуридиғанлиқини әскәртип: «америкадин 2016-йили 15-ийул кечиси түрк демократийәсигә һуҗум қилған (һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунған) фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши йеқин һәмкарлишишини күтимиз. бу террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши һазир пенсилванийәдә 400 гектар келидиған җайда барлиқ хадимлири билән биргә йашимақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر