әрдоған түркийәниң иқтисадий ешиш пиланини елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2020-йили иқтисадий ешиш нисбитини %5 қилип пилан қилидиғанлиқлирини ейтти.

1263930
әрдоған түркийәниң иқтисадий ешиш пиланини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сиваста оттура анадолу иқтисадий мунбиридә сөз қилди. у експорт миқдариниң 36 милйард доллардин 170 милйард долларға чиққанлиқини хатирилитип: «дөлитимизни 2023-йилида дунйада иқтисадий тәрәққий қилған 10 дөләтниң биригә айландуруш йолида дағдам қәдәмлиримиз билән илгириләймиз» деди.

у сайаһәтчиликтиму көзгә көрүнәрлик сәвийәдә ешишниң болғанлиқини билдүрүп, бу йил (2019) 52 милйон сайаһәтчиниң кәлгәнликини вә бу рәқәмниң җумһурийәт тарихидики әң чоң рәқәм икәнликини әскәртти.

у түркийә иқтисадиниң җанлиқ базар қурулмиси вә дунйа тәртипигә маслишиш күчи билән алдимиздики дәврниң әң гүлләнгән иқтисади болуш һалиға кәлгәнликини әскәртти.

у сода-санаәтчиләр билән йеңи базар тепиш вә йеңи мунасивәтләрни орнитиш үчүн дунйаниң һәммә тәрәплирини айлинип чиққанлиқлирини, һәм түрк игилик тиклигүчиләргә һәмдә түркийәгә кәлгән йәр шари мәбләғ салғучиларға һәр түрлүк йардәмләрни қилғанлиқлирини билдүрди. у мундақ деди:

«иншааллаһ иқтисадимзиниң әслигә келиш мусаписини 2019-йилида ахирлаштуруп, алдимиздики йилдин башлап йетип кәлгән нуқтимиздин иқтисадий ешишимизни башлаймиз.»

у түркийәниң сүрийә билән ирақта елип бериватқан һәрбий һәрикәтләр арқилиқ чегралириниң бихәтәрликини мустәһкәмләватқанлиқини тәкитлиди.

у йәнә, түркийәниң шәрқий ақдеңизда дөләтниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн күчлүк мәйданини намайан қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر