әрдоған чехийә баш министири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан чехийә җумһурийити баш министири андреҗ бабис билән көрүшти.

1263514
әрдоған чехийә баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған бабис билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барғандин кейин җумһур рәислик сарийида өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, учришишта, сүрийәниң шималида бихәтәр район бәрпа қилиш мәсилисидә  берилгән вәдиләрдә турулмиғанлиқини, шуңа әнқәрәниң түркийәгә қарита йүзләнгүси тәһдитләрни бир тәрәп қилиш үчүн һәрикәткә өткәнликини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә бизгә бәргән вәдисидә турниғанлар бихәтәр район бәрпа қилиш мәсилисини өзлири күнтәртипкә елип келиватиду, шундақ қилайли дегән һаман, һечкимни тапқили болмайду. шуңа нөвәттә бихәтәр район бәрпа қилиш мәсилиси исми бар җисми йоқ бир нәрсигә айлинип қалди. бундақ әһвал астида бизниң һәрикәткә өтүштин башқа чаримиз қалмиди. нөвәттә сүрийәниң идлиб шәһири аста – аста йоқ қилиниватиду. бундақ әһвал астида сүкүт қилишимиз мумкин әмәс. бу даиридә русийә билән музакириләрни елип бардуқ вә елип бериватимиз. алдимиздики басқучта русийә – түркийә – иран үч тәрәп музакирилири өткүзүлиду. мушу ай ичидә тәкрар музакириләрни елип баримиз. нишанимиз җәнвәдин бурун һәрикәткә өтүлүшини ишқа ашуруштин ибарәт. йәнә шуниму тәкитләп өтимәнки, йавропа иттипақи мусапирлар мәсилисидә түркийәгә бәргән вәдисидә турмиди. бизниң һазирғичә сүрийәлик мусапирларға қилған иқтисадий йардәмлиримиз тәхминән 40 милйард долларға йетиду, толиму әпсуски, йавропа иттипақиниң бу һәқтә қилған йардими 3 милйон йавроғиму йәтмәйду. йавропа иттипақи <әмди йардәм қилимиз> дегәндәк алдаш характерлик  тактикиларни ишлитиватиду. шундақтиму биз бу 4 милйон инсанға қолимиздин келишичә йардәм берип келиватимиз, буниңдин кейинму шундақ қилимиз.»

чехийә җумһурийити баш министири андреҗ бабис җумһур рәис әрдоғанниң сүрийәдә бихәтәр район бәрпа қилиштин ибарәт чарә тәклипигә иҗабий қарайдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бу нуқтида түркийә бизгә пул әвәтилсун дәватқимни йоқ, әксичә бихәтәр район бәрпа қилинсун, мәктәпләр ечилсун, хәлқниң өйлири бар болсу н, районға мәбләғ селисун, дәватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر