әрдоған-путин учришиши русийә таратқулирида кәң хәвәр қилинди

русийә таратқулири түнүгүн москваниң жуковский хәлқара айродурумида өткүзүлгән «MAKS-2019» хәлқаралиқ авийатсийә вә аләм йәрмәнкисидики җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң учришишиға кәң орун аҗратти.

1260243
әрдоған-путин учришиши русийә таратқулирида кәң хәвәр қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң «тас агентлиқи», русийә билән түркийә «Su-35, Su-57 айропиланлирини сетиш ишлири үстидә сөһбәтләшмәктә» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға, русийәниң уруш айропиланлири вә тик учарлири һәққидә мәлумат берилгәнлики билдүрүлди.

русийәниң известийа гезити, пирезидент путин билән әрдоғанниң һәрбий саһәдә ортақ ишләпчиқириш ишлирини сөһбәтләшкәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған коммерсант гезити, сүрийә мәсилисидә «русийә вә түркийә рәһбәрлири келишти» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди. гезитниң хәвиридә мундақ дейилди:

«идлиб мәсилисиниң һәр икки дөләт үчүн сәзгүр мәсилә болушиға қаримай, путин билән әрдоған икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң наһайити пухта икәнликини тәкитлиди.»

рийа новости агентлиқи, икки рәһбәрниң сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоллиғанлиқини қәйтб қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر