әрдоған билән путинниң көрүшүши башланди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти владимир путин болған көрүшүши башланди.

1259540
әрдоған билән путинниң көрүшүши башланди
erdogan-putin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путин жуковски хәлқара айродурумида өткүзүлгән учришиштин бурун қисқа сөз қилди. рәҗәп таййип әрдоған «MAKS-2019» хәлқара авийатсийә вә аләм йәрмәнкисиниң ечилишиға тәклип қилинғанлиқи мунасивити билән, пирезидент путинға тәшәккүр ейтти.

у русийәниң мудапиә санаитигә мунасивәтлик ишләпчиқиришлирини көрүш имканийитигә еришкәнликини әскәртип: «йолучилар айропиланидин уруш айропиланиғичә вә тик учарлардин пүткүл ишләпчиқириш зәнҗиридин моторларғичә болған һәммә җәрйанни көрүш пурситигә ериштим. бу нуқтида, мәмнунлуқимни билдүрүшни халаймән. уруш айропиланлириниң маһарәтлириниму көрүшкә мувәппәқ болдуқ, Su-34, Su-35 вәSu-57  айропиланлириниң маһаритини бирликтә көрдуқ» деди.

у, булар билән бирликтә аләм ишлириға мунасивәтлик тәтқиқатларниң толиму әһмийәтлик икәнликини билдүрүп: «аләм тоғрисида һасил қилинған илгириләшләр, илмий нуқтида русийәниң қайси сәвийәгә кәлгәнлики нуқтисидин муһим әһмийәткә игә. тәтқиқатчилар билән көрүштуқ, уларниң аләм сәпиригә мувәппәқийәт тилидуқ» деди.

у пирезидент путин билән айрим вә һәйәтләр ара өткүзүлидиған көрүшүшләрдә районлуқ мәсилиләрниму муһакимә қилиш пурситигә еришидиғанлиқлирини қәйт қилди.

русийә пирезиденти владимир путинму түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән сәзгүрлүккә игә районлуқ мәсилиләрни муһакимә қилидиғанлиқлирини билдүрди.

икки рәһбәр скзини ахирлаштурғандин кейин, айрим көрүшүшни башлиди вә бу көрүшүш 1 саәт 20 минут давам қилди. айрим көрүшүштин кейин, һәйәтләр ара көрүшүш башланди. бу көрүшүштин кейин ортақ ахбарат елан қилиш йиғининиң өткүзүлүши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر