әрдоған барлиқ хәлқ аммисини малазгиртқа келишкә тәклип қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған малазгирт зәпириниң хатирә йили мунасивити билән барлиқ хәлқ аммисини малазгиртқа тәклип қилди.

1258531
әрдоған барлиқ хәлқ аммисини малазгиртқа келишкә тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған твиттер һесабидин елан қилған учурида, малазгирт зәпириниң 948 - хатирә йили мунасивити билән барлиқ хәлқ аммисини малазгиртқа келишкә тәклип қилди.

әрдоған һәмбәһирләшкән учурида, «әзиз миллитимизниң тәқдирини өзгәрткән, тарихиниң еқишиға йеңи бир йөнилиш бәлгилигән, әсирләр бойичә анадолуда давамлишидиған қериндашлиқ, пәзиләт вә һәмкарлиқ асасидики бир катта мәдәнийәтниң тунҗи ул тешини тиклигән малазгирт зәпәриниң хатирә йилида, барлиқ хәлқимизни малазгиртта сақлаймиз» дегән сөзигә йәнә, тәклипниң видеолуқ көрүнүшиниму қошуп елан қилди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر