ақар еспер билән бихәтәр район тәсис қилиш мәсилиси тоғрисида сөзләшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, америка қошма иштатлири мудапиә министири марк еспер билән телефонда көрүшти.

1256625
ақар еспер билән бихәтәр район тәсис қилиш мәсилиси тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, икки тәрәпниң телефон сөһбитидә министир ақарниң, сүрийәдә фират дәрйасиниң шәрқидә шәкилләндүрүлүши пиланланған бихәтәр районға мунасивәтлик «ениқ қараш вә истәкләр» ни оттуриға қойуп, мәзкур районниң пиланда бекитилгән асасларни чөридигән һалда пурсәтни қолдин бәрмәстин шәкилләндүрүлүши керәкликини тәкитлигәнликини билдүрди.

ақар билән еспер бихәтәр район тәсис қилишқа алақидар пиланниң биринчи қәдиминиң бүгүн (түнүгүн) дин тартип ташлиниши тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

телефон сөһбитидә, пиланниң кейинчки басқучлири тоғрисида сөзлишиш үчүн һәрбий һәйәтләрниң әң қисқа вақит ичидә пайтәхт әнқәрәдә қайтидин учришиш өткүзүши қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر