террорчилар мардинда бир әскиримизни шеһит қилди

мардинниң нусайбин наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалири тәрипидин қилинған һуҗумда 1 әскәр шеһит вә 2 әскәр йаридар болди.

1247197
террорчилар мардинда бир әскиримизни шеһит қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: мардин валий мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, нусайбинниң чәт йақисидики гүнйурду мәһәллиси дибәк райониниң йол қурулушиниң бихәтәрликини қоғдаватқан әскәрләргә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

һуҗумда 1 әскәр шеһит вә 2 әскәр йаридар болди.

йаридар болған әскәрләр дохтурханида балнестқа елинди.

районда кәң даирилик һәрбий һәрикәт башлитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر