террорчиларға әҗәллик зәбә берилмәктә

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириға әҗәллик зәбә берилмәктә.

1243417
террорчиларға әҗәллик зәбә берилмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилған байанатта, битлисниң татван наһийәсиниң һәрқайси йеза – қишлақлирида елип берилған һава һәм қуруқлуқ һуҗумлирида, 3 қораллиқ террорчи бир тәрәп қилинған.

байанат тәкитлинишичә, райондики террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири изчил давамлашмақта икән.

дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә,  түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики һақуруқ районида давамлаштуруватқан «<пәнчә> һәрбий һәрикити» җәрйанида бир тәрәп қилинған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң сани 72 гә йәткән. «<пәнчә> һәрбий һәрикити» билән мас қәдәмдә ирақниң шималидики мәтина райониға елип берилған һава һуҗумидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилиридин 4 и бир тәрәп қилинған, еррорчилартәрипидин қорал - йарағ, оқ – дора вә қорал - йарағ искилатлири сүпитидә ишлитиливатқан нишанлаар йәр билән йәксан қиливетилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر