түркийә һава йоллири ширкити бали арилиға учуш хизмитини ишқа кириштүрди

түркийә һава йоллири ширкити һиндонезийәниң дунйаға даңлиқ сайаһәт арили балиға учуш хизмитини ишқа кириштүрди.

1238186
түркийә һава йоллири ширкити бали арилиға учуш хизмитини ишқа кириштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, бали арилиға айропилан сәпәрлири һәптидә 7 қетим ишқа ашурулидикән.

 түркийә һава йоллири ширкити сетиш ишлири мәсули керәм сар, учуш линийәсиниң ишқа кириштүрүлүши мунасивити билән нгураһ рай хәлқара айродурумида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, бали арилиға айропилан сәпәрлириниң ишқа кириштүрүлүши билән түркийә һава йоллири ширкитиниң учуш ториға йеңи бир нуқтини илавә қилғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «һиндонезийәдики иккинчи учуш нуқтимиз болған бали арилиға һава қатнишини ишқа кириштүруқ, бу арқилиқ дунйаниң һәрқайси җайлириға йетип бериш нишанимизни ишқа ашурушни давамлаштуруватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر