ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики мәтина районида елип барған һава һуҗумида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилиридин йәттиси бир тәрәп қилинди.

1237302
ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, түркийә армийәсиниң 27 – май күни башланған «<пәнчә> һәрбий һәрикити» билән мас қәдәмдә ирақниң шималидики мәтина райониға елип барған һава һуҗумида,  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилиридин йәттиси бир тәрәп қилинған.

йәнә бир тәрәптин, ички бихәтәрлик һәрикәтлири даирисидә һаққари шәһәр мәркизидә вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин елип берилған һава һуҗумида 2 террорчи бир тәрәп қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر