чавушоғлу пәләстин дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пәләстин дипломатийә министири рийад әлмалики билән көрүшти.

1237235
чавушоғлу пәләстин дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң ташқи ишлар министирлири дәриҗилик иҗраийә комитетиниң пәвқуладдә йиғиниға қатнишиш үчүн сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, бу йәрдә пәләстин дипломатийә министири рийад әлмалики билән көрүшти.

чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «пәләстин дипломатийә министири қериндишим рийад әлмалики билән көрүштум. учришишта, исраилийәниң қуддусқа қарита барғансери зориватқан таҗавузчилиқ позитсийәси һәққидә сөһбәт елип бардуқ. биз һәмишә пәләстин дөлити вә пәләстинлик қериндашлиримизни қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر