фуат октай сиребренитса ирқий қирғинчилиқи һәққидә байанат елан қилди

муавин җумһур рәис фуат октай елан қилған байанатида, «йавропаниң оттурисида, дунйаниң көзлири алдида сиребренитсада қәтлиам қлинған бошнақ қериндашлиримизни аллаһтин рәһмәт теләш билән әсләймиз» деди.

1234280
фуат октай сиребренитса ирқий қирғинчилиқи һәққидә байанат елан қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай сребренитса ирқий қирғинчилиқи үстидә тохтилип, «тарихниң йүзидики қара дағ болған бу ирқий қирғинчилиқни садир қилғучиларни вә көз йумғучиларни унтумидуқ һәм унутмаймиз. бәснийә гиретсигувенаниң тунҗи пирезиденти алийа иззәт бигувичниң аминити болған бошнақ қериндашлиримизниң һәр даим йенида болимиз» деди.

муавин җумһур рәис фуат октай сиребренитса ирқий қирғинчилиқиниң 24хатирә йили мунасивити билән тивиттер һесабидин байанат елан қилди.

фуат октай елан қилған байанатида, «йавропаниң оттурисида, дунйаниң көзлири алдида сиребренитсада қәтлиам қлинған бошнақ қериндашлиримизни аллаһтин рәһмәт теләш билән әсләймиз. тарихниң йүзидики қара дағ болған бу ирқий қирғинчилиқни садир қилғучиларни вә көз йумғучиларни унтумидуқ һәм унутмаймиз. бәснийә гиретсигувенаниң тунҗи пирезиденти алийа иззәт бигувичниң аминити болған бошнақ қериндашлиримизниң һәр даим йенида болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر