әрдоған беговечни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, боснийә - гертсеговина хәлқ мәҗлисиниң башлиқи бакир иззәтбеговични қобул қилди.

1232405
әрдоған беговечни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписи башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған пайтәхт сарайевода биринчи болуп бакир иззәтбегович билән көрүшти. икки рәһбәрниң йепиқ учришиши 40 минут давамлашти.

җумһур рәис әрдоған, силовенийә пирезиденти борут пахор биләнму көрүшкәндин кейин, булғарийә баш министири бойко борисовни қобул қилди.

әрдоған арқидин боснийә - гертсеговина пирезидентлиқ кеңиши башлиқи милорад додик, кеңәш әзалири җафәровеч вә зелко комшич қатарлиқлар билән көрүшти.

боснийә - гертсеговина пирезидентлиқ кеңиши мәркизий бинасида өткүзүлгән йепиқ учришиш бир саәткә йеқин давамлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر