рәйһанлида партлаш йүз бәрди

һатайниң рәйһанли наһийәсидә бир аптомобилда партлаш йүз берип, үч киши җенидин айрилди.

1230868
рәйһанлида партлаш йүз бәрди
cumhurbaskani erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: рәйһанли наһийәлик һөкүмәткә тәхминән 750 метир йирақлиқта партлаш йүз бәргәнлики вә җенидин айрилған үч кишиниң сүрийәлик икәнлики билдүрүлди.

вәқә йүз бәргән җайда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди вә нәқ мәйданға нурғун сақчи әвәтилди. бомба мутәхәссислириму нәқ мәйданда тәкшүрүшлирини башлиди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған партлаш һәққидә елан қилған байанатида, дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗилириниң, партлашниң террорлуқ билән четишлиқи болуш мумкинлики тоғрисида икәнликини қәйт қилди.

рәҗәп таййип әрдоған җүмә намизидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб берип: «аптомобилда бомба барлиқи ениқ. бомбиниң партлиши нәтиҗисидә, йәнә ички ишлар министириниң мәлуматиға асасланғанда аптомобилдики үч киши җенидин айрилған» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر