рәҗәп таййип әрдоған йапонийәдә сода-санаәтчиләргә хитаб қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йапонийәдә сода-санаәтчиләргә хитаб қилип, түркийәгә мәбләғ селишқа чақирди.

1227825
рәҗәп таййип әрдоған йапонийәдә сода-санаәтчиләргә хитаб қилди
erdogan japonya is insanlari1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йапонийәдә сода-санаәтчиләргә хитаб қилип, түркийәгә мәбләғ селишқа чақирди. у йапонийә сода-санаәт федератсийәси өткүзгән йапонийәлик сода-санаәтчиләр билән учришиш йиғиниға қатнашти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йиғинда, сода қоруқчилиқиниң ешиши вә әркин базарларниң ақсашқа учришишиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини әскәртип, мундақ бир вақитта, түркийә билән йапонийә оттурисидики һәмкарлиқларниң әһмийитиниң техиму ашқанлиқини қәйт қилди.

у икки дөләт оттурисида сода вә селинма мунасивәтлириниң күчәйтилиши керәкликини әскәртип: «иқтисадий шериклик келишимини тез сүрәттә тамамлап 2019-йили ичидә имзалашни халаймиз. келишимниң, бир тәрәптин әркин сода темисидики ортақ нишанимизни, йәнә бир тәрәптин, иқтисадий тәрәққийат охшимаслиқлиримизни нәзәрдә тутуп, тәңпуң һалда назарәт қилиш алаһидиликигә игә болушини үмид қилимиз. башқичә қилип ейтқанда, икки тәрәп үчүн адил болған бир вақит ичидә толуқ әркин содиға өтүшни үмид қилимиз. буниң ахирида таможна баҗлириниң әмәлдин қалдурулушини пайдилиқ дәп қараймиз» деди.

у түркийәниң районда муһим ишләпчиқириш вә тирансипорт базиси икәнликини тәкитләп, хәлқаралиқ мәбләғ салғучиларни һәр даим қоллиғанлиқлирини қәйт қилди. у: «дөлитимизгә мәбләғ селип мәмнун болмиған, мәсилилирини һәл қилалмиған һечқандақ сода-санаәтчи йоқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر