әрдоған һиндонезийә пирезиденти җоко видодо билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған г 20 рәһбәр йиғинидики учришишлири даирисидә һиндонезийә пирезиденти җоко видодо билән көрүшти.

1227196
әрдоған һиндонезийә пирезиденти җоко видодо билән көрүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: г 20 рәһбәр йиғини өткүзүлгән «INTEX Osaka» йәрмәнкә мәркизидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән һиндонезийә пирезиденти җоко видодониң ахбаратқа йепиқ шәкилдә елип барған учришиши 35 менут давамлашти.

учришишқа ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, җумһур рәислик учур - алақә ишлири башлиқи фәхриттин алтун вә җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинму қатнашти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر