п к к ға қарши һәрбий һәрикәтләр оңушлуқ давамлашмақта

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши мәмликәт ичи вә сиртида башланған һәрбий һәрикәтләр мувәппәқийәтлик һалда давам қилмақта.

1226350
п к к ға қарши һәрбий һәрикәтләр оңушлуқ давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи бир һәптидә тунҗәлидә елип берилған һәрбий һәрикәттә 11 террорист бир тәрәп қилинди.

тунҗәли валий мәһкимиси елан қилған байанатта, бир тәрәп қилинған террористлар ичидә террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш йуқири дәриҗилик каттибашлириниң барлиқидин бешарәт берилди.

байанатта, террористлардин бириниң террорлуқ җинайити билән тутуш буйруқи чиқирилип тизимликкә киргүзүлгән қизғуч рәңлик категорийәдин орун алған вә йип учи билән тәминлигүчиләргә 600 миң лира мукапат берилидиған террорист икәнлики, төт террористниң охшаш тизимликтики күлрәң категорийәдин орун алған вә йип учи билән тәминлигүчиләргә 300 миң лира мукапат берилидиған террористлар икәнлики қәйт қилинди.

байанатта, һәрбий һәрикәтләрдә террористларниң қорал-йарағ искилатлириниң битчит қилинғанлиқи әскәртилди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, пәнҗә һәрбий һәрикити билән мас қәдәмдә ирақниң шималида елип берилған һава һәрикәтлиридә, икки террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر