муһәммәд мурисиниң шеһит болғанлиқиға дөләт ичидин наразилиқлар йүксәлмәктә

мисирниң сайлам билән вәзипигә өлтүрған тунҗи пирезиденти муһәммәд мурсиниң шеһит болишиға қарита түркийә рәһбәрлири тәзийә теләклирини елан қилди.

1220538
муһәммәд мурисиниң шеһит болғанлиқиға дөләт ичидин наразилиқлар йүксәлмәктә

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркйиә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп иҗтимаий таратқу һесабидин елан қилған байанатида, «мурси қанунлуқ салаһийәт сипида орун елиш җасаритини көрсәткән катта бир рәһбәрдур. муриси қамаққа елинди, бирақ муриси өзини қамиғанлардинму бәк һөр иди. мисир хәлқигә, ислам дунйасиға вә езилгән барлиқ милләтләргә тәзийә теләклиримни йоллаймән. шуниңға ишинимәнки, униң күрәшлири вә һайати униңдин кейинкиләргә йол башлиғуси» деди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу мурсиниң мисир сот мәһкимисидә вапат болғанлиқи үстидә тохтилип, «һәрбий сийасий өзгириш уни һакимийәттин узақлаштурди, бирақ униң әслимилирини қәлблиримиздин йуйуп чиқириш мумкин әмәс. үммәт униң тик туришини қәтий унтумайду» деди. 

җумһур рәислик учур алақә ишлири башлиқи фәхриттин алтун иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида, «мисирниң тунҗи қетим демократик усуллар билән сайланған вә пүтүн дунйаниң көз алдида қанлиқ бир һәрбий өзгириш арқилиқ һакимийәттин ағдурувитилгән тунҗи пирезиденти муһәммәд мурси сот мәһкимисидә һәқниң һузуриға кәтти» деди. 

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликму: «мисирниң сайлам билән кәлгән тунҗи пирезиденти муһәммәд мурси әхлақсиз вә қанунсиз һәрбий өзгиришниң чаңгилидики сот мәһкимә залида сот қилинивататти. мәһкимә залидила шеһит болди. шеһит муһәммәд мурсиға аллаһтин рәһмәт тиләймиз» деди. 

өмәр чәлик муһәммәд мурисиниң җиназисиниң аилисигә тапшурулмастин дәпин қилинишиға назарилиқ билдүрүп, «қоллиридики өлүм машинилири билән адимийилиқ қиммәт қариишға һуҗум қилғанлар һайат туруп чүрүп түгәйду. мәһкимә залида вапат болған ғурулуқ бир киишниң җиназисидинму қорқушмақта. чүнки чүрүкләр һайат кишиләрдин қорқайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر