түркийә – гиретсийә һәмкарлиқни күчәйтиш музакирилири башлиниду

түркийә – гиретсийә дөләт мудапиә министирлиқи һәйәтлириниң  иккинчи нөвәтлик әгә деңизида һәмкарлиқни күчәйтиш музакирилири 17 – 21 – ийун күнлири пайтәхт әнқәрәдә ишқа ашурулиду.

1219982
түркийә – гиретсийә һәмкарлиқни күчәйтиш музакирилири башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «түркийә – гиретсийә дөләт мудапиә министирлиқи һәйәтлириниң,  бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишни өз ичигә алған иккинчи нөвәтлик әгә деңизида һәмкарлиқни күчәйтиш музакирилири 17 – 21 – ийун күнлири пайтәхт әнқәрәдә ишқа ашурулиду.»

түркийә – гиретсийә дөләт мудапиә министирлиқи һәйәтлириниң  биринчи нөвәтлик музакирилири 20 – 25 – май күнлири гиретсийәниң пайтәхти атинада ишқа ашурулғаниди. музакириләрдә, һәйәтләр оттурисида әгә деңизида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш вә һәиркәт пиринсиплирини өз ичигә алған һәмкарлиқни күчәйтиш мәқситидә техникилик сөһбәтләр елип берилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر