әрдоған таҗикистан пирезиденти имамәли рәһман билән көрүшти

әрдоған таҗикистан пирезиденти имамәли рәһман билән пирезедентлиқ сарийида учришиш елип барди.

1218911
әрдоған таҗикистан пирезиденти имамәли рәһман билән көрүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 5нөвәтлик асийа һәмкарлиқи вә бихәтәрликини ашуруш кеңиши дөләт вә һөкүмәт рәислири йиғини мунасивити билән таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбәдики учришишлирини башлиди.

әрдоған кеңәш йиғинидин илгири таҗикистан пирезиденти имамәли рәһман билән пирезедентлиқ сарийида көрүшти. учришиш тәхминән йерим саәт давамлашти.

5нөвәтлик асийа һәмкарлиқи вә бихәтәрликини ашуруш кеңиши дөләт вә һөкүмәт рәислири йиғининиң нөвәтчи рәиси шундақла таҗикистан пирезиденти имамәли рәһман йиғин башлиништин илгири һәр қайси дөләт рәһбәрлирини дидор залида қол елишип қарши алди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 5нөвәтлик асийа һәмкарлиқи вә бихәтәрликини ашуруш кеңиши дөләт вә һөкүмәт рәислири йиғини иштиракчилири билән хатирә рәсимигә чүшти.

әрдоған рәсимдики рәттә қатар әмири шәйих тәмим бин һамид алсани вә қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайивниң оттурисида орун алди.

әрдоған андин башқа дөләт рәһбәрлири билән йиғинға қатнашти.

әрдоған йиғин башлиништин илгири йеғин залида русийә пирезиденти путин билән өрә туруп сөһбәтләшти. сөһбәт җәрйанида әрдоғанға ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хәзинә вә малийә шлири министири бәрат албайрақ вә җумһур рәислик учур алақә ишлири башлиқи фәхриттин алтун һәмраһ болди.

һәр қайси дөләт рәһбәрлири таҗикистан пирезиденти имамәли рәһманниң йиғин қатнашқучилириниң шәрипигә беридиған зийапитигә иштирак қилиду.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر